фирансийә әрәб дөләтлирини ембарголарни балдуррақ әмәлдин қалдурушқа чақирди

фирансийә ташқи ишлар министири жан ив дрийан әрәб дөләтлирини қатарға йүргүзүватқан вә хәлққә зийан селиватқан ембарголарни әмәлдин қалдурушқа чақирди.

771865
фирансийә әрәб дөләтлирини ембарголарни балдуррақ әмәлдин қалдурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министири жан ив дрийан һәптә ахирида қатарни зийарәт қилди. у қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани билән көрүшти. у: «фирансийә әрәб дөләтлирини хәлққә, болупму охшимиған дөләтләрниң пуқраси болуп, айрилип кәткән аилиләргә зийан салған ембарголарни балдуррақ әмәлдин қалдурушни чақириқ қилиду» деди.

жан ив дрийан фирансийәниң барлиқ қатламларға дийалог вә әқил билән һәрикәт қилиш тәшәббусини йәткүзгәнликини, кувәйтниң киризисни һәл қилиш үчүн қиливатқан тиришчанлиқлирини йеқиндин қоллайдиғанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«париж, киризисниң бешидин тартип барлиқ қатламлар оттурисида дийалог муһитини қоғдашқа тиришти. қатар ташқи ишлар министири билән көп қетим мәсилиләрни музакирә қилдуқ. музакирә қилинған мәсилиләрниң көпинчиси парс қолтуқиниң нөвәттики вәзийити тоғрисида иди.»

өткән һәптә районни зийарәт қилған америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсонму әнглийә билән кувәйтниң ташқи ишлар рәһбәрлири билән бирликтә, қатар киризисиниң балдуррақ һәл қилиниши керәкликини чақириқ қилған иди.

қатар киризиси 5-ийун сәуди әрәбистан, мисир, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйнниң қатардики баш әлчилирини дөлитигә чақириши, шундақла қатарға һава вә деңиз тәвәликини тақиши билән башланған иди.

қатарға ембарго йүргүзгән төт дөләт мунасивәтләрниң нормаллишиши үчүн доһа һөкүмитигә, «түркийәниң қатардики һәрбий базисини тақиши, иран билән болған мунасивәтләрни үзүши вә әлҗәзирә телевизийә қанилини тақиши» ни өз ичигә алған 13 маддилиқ тәләпни сунған иди. доһа һөкүмити болса, хәлқара қанунға хилап һәр қандақ тәләпниң қобул қилинмайдиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر