америка даешқа «пүткүл бомбиларниң аниси» ни ташлиди

америка армийәсиниң даешқа зәрбә бериш үчүн, дунйаниң йадродин халий әң күчлүк қорали сүпитидә лайиһәләнгән GBU-43/B намлиқ бомбини ишләткәнлики уқтурулди.

712441
америка даешқа «пүткүл бомбиларниң аниси» ни ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири мудапиә министирлиқи – пентагон, афғанистанда даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши «йадродин халий әң чоң бомбиси» GBU-43/B ни ишлитип һава һуҗуми елип барғанлиқини уқтурди.

америка армийәсиниң афғанистан қорал искилатидики GBU-43/B, «пүткүл бомбиларниң аниси» һесаблиниду.

пентагон тәрипидин елан қилинған байанатта, бомбиниң даеш қоғдиниватқан бир қатар өңкүрләрни йоқитип ташлаш үчүн ишлитилгәнлики әскәртилгән һалда, «афғанистандики америка қошма иштатлири күчлири шу җай вақти 19 дин 32 минут өткәндә даешниң нангарһар вилайитиниң ашин районидики бир қатар тонеллириға мудахилә қилди» дейилди.

америка мәркизий қоманданлиқ иштаби, бомбини райондики америка вә афғанистан қисимлириға әң аз хәвп йәткүзидиған шәкилдә пиланлап ташланғанлиқини, пуқраларға зийан йетип қалмаслиқи үчүн, барлиқ тәдбирләрниң йолға қойулғанлиқини қәйт қилди.

2003 – йилидин башлап уруш қораллири сепигә киргән GBU-43/B намлиқ алаһидә бомба, дунйаниң йадродин халий әң күчлүк қорали сүпитидә лайиһәләнгән болуп, тунҗи қетим афғанистанда бир җәңдә ишлитилгән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر