хитай угандаға гүрүч йардәм қилди

хитай һөкүмитиниң уганданиң ашлиқ қисинчилиқини һәл қилишқа тиришиватқанлиқи билдүрүлди.

682438
хитай угандаға гүрүч йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмитиниң угандаға 5983 тонна гуруч йардими бериш арқилиқ дөләт дуч кәлгән ашлиқ қисинчилиқини һәл қилишқа тиришиватқанлиқи билдүрүлди.

ашлиқ йардими түнүгүн уганданиң пайтәхти кампалада алақидар тармақларға тапшурулди.

хитайниң кампалада турушлуқ баш әлчиси җең җучйаң, әлнинониң тәсиридә өткән йилдин башлап угандани өз ичигә алған көп сандики африқа дөлитидә ашлиқ қисинчилиқиниң баш көтүргәнликини билдүрди.

хитай һөкүмитиниң бу мәсилигә йеқиндин көңүл бөливатқанлиқини хатирилитип өткән баш әлчи, угандаға қилинған ашлиқ йардиминиң 2015 – йили чақирилған «хитай – африқа һәмкарлиқ мунбири җоһаннесбург башлиқлар йиғини» да һасил қилинған үнүмниң бир парчиси икәнликини қәйт қилди.

уганда баш министири рухака ругунда болса, хитай һөкүмитигә инсанпәрвәр йардәмлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрди вә буниң хитай – африқа достлуқиниң бир символи икәнликини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر