хоҗали қәтлиаминиң 25 – йиллиқи

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң адаләт вә тәрәққийат партийәси, җумһурийәт хәлқ партийәси вә миллийәтчи һәрикәт партийәси әзалири хоҗали қәтлиаминиң 25 – йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

679867
хоҗали қәтлиаминиң 25 – йиллиқи

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, буниңдин 25 йил бурун йәни 1992 – йили 26 – феврал кечиси әрменийә қисимлири үстүн қарабағниң хоҗали йезисиға қилған һуҗумида айаллар, нарисидә балилар вә йашанғанларниму өз ичигә алған 613 әзәрбәйҗан пуқрасиниң вәһшийләрчә қәтл қилинғанлиқи, 1275 иниң әсиргә елинғанлиқи әскәртилди.

шу вақитта әрменийә қисимлири тәрипидин әсиргә елинған 150 әзәрбәйҗан пуқрасидин һазирғичә из – дерәк йоқлуқи тәкитләнгән байанатта мундақ дейилди: «әрменийә һазирму хәлқара қанунға хилап һалда ишғал астида тутуватқан хоҗалида буниңдин 25 йил илгири йүз бәргән вәһшийләрчә қәтлиамни әсла унтумаймиз, қериндаш әзәрбәйҗан хәлқиниң қайғу – һәсрәтлирини ортақлишимиз, шу қетимқи қәтлиамда һайатидин айрилғанларға йәнә бир қетим аллаһ тааладин рәһмәт тиләймиз, уларни әсләймиз. инсанийәт тарихиниң әң қараңғу сәһипилиридин бири болған хоҗали қәтлиами нәтиҗилири етибари билән, районниң һузури, тинчлиқи, бихәтәрлики вә муқимлиқиға нисбәтән җиддий хәвп болушни давамлаштурмақта. әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз билән давамлиқ һәмкарлишидиғанлиқимизни пүткүл җаһанға җакарлаймиз, адаләт вә инсанийәтниң тинчлиққа еришиши намидин бу вәқәниң җавабкарлириниң хәлқара қанунға асасән сотқа тартилишини, әрменийәниң тағлиқ қарабағниму өз ичигә алған  ишғал қиливалған пүткүл әзәрбәйҗан земидин дәрһал чиқип кетишини тәләп қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر