латвийә америкидин кейин чеграсини там билән қоғдимақчи болған иккинчи дөләт

латвийә һөкүмити көчмәнләрниң русийә арқилиқ киришиниң алдини елиш мәқситидә 276 километирлиқ чеграға там селишқа тәййарланди.

666367
латвийә америкидин кейин чеграсини там билән қоғдимақчи болған иккинчи дөләт

түркийә авази радийоси хәвири: латвийә мәтбуатлиридики хәвәрләрдә көрситилишичә, латвийәдә русийә чеграсини пүтүнләй там билән етиветиш пиланиниң биринчи бөлүми болған 23 километирлиқ там қурулуши ахирлашқан. мушу йил ичидә чеграниң 60 километирлиқ қисми тикәнлик сим билән тосуш қурулуши башлинидиған болуп, һөкүмәт буниңға 6.3 милйон йавро аҗратқан.

латвийә таможна идарисиниң ахбарат ишлири секретари йевгенийа позинйак русийә чеграсидики тәбиий тосуқлар болмиған 193 километирлиқ линйә бойичә егизлики үч метир келидиған там селиш вә буни 2019-йили тамамлашниң пилан қилинғанлиқини билдүргән.

естонийәму 100 километирлиқ русийә чеграсиға егизлики 2.5 метир келидиған там салидиғанлиқини вә бу қурулушни 2018-йили башлайдиғанлиқини елан қилған иди.

америкиниң йеңи пирезиденти доналд трампниң мексика чеграсиға там селиш пилани, бу хилдики лайиһәләрниң көч мәсилисини һәл қилип-қилалмайдиғанлиқи тоғрисида муназирә қозғиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر