мозамбикта партлаш йүз берип 73 адәм өлди

җәнубий африқа медийасида орун алған хәвәрләргә қариғанда, мозамбикниң малави чеграсиға йеқин шәһири тәтәдә еғир партлаш вәқәси бәргән.

613276
мозамбикта партлаш йүз берип 73 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мозамбикта бир йеқилғу йөткәш аптомобили партлап 73 адәм һайатидин айрилди, 100 адәм йариланди.

җәнубий африқа медийасида орун алған хәвәрләргә қариғанда, мозамбикниң малави чеграсиға йеқин шәһири тәтәдә порт шәһәр бериадин малавиға йеқилғу йөткәш әснасида бир нефит йөткәш аптомобили партлап кәткән болуп,  партлашни вәқәдин илгири өрүлүп кәткән нефит йөткәш аптомобилидин төкүлгән нефитни йиғивелишқа урунған кишиләрниң сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

мозамбик, қурғақчилиқ йүзисидин йемәк – ичмәк қийинчилиқини баштин кәчүрүватқан дунйаниң әң йоқсул дөләтлириниң бири һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر