мусулда 100 дин артуқ даешчи өлди

ирақта мусулни террорлуқ тәшкилати даештин қутқузуш һәрбий һәрикити даирисидә қилинған һава бомбардиманида 100 дин артуқ даешчи өлди.

601845
мусулда 100 дин артуқ даешчи өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқи мусул һәрбий һәрикити тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, мусул шәһиридики бәш даеш нуқтиси F16 айропиланлар билән бомбардиман қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанаттики мәлуматларға асасланғанда, мусулдики оберои меһманханиси бомбардиманида 67 даешчи өлгән. орманлиқларда қилинған бомбардиманда 29 даешчи өлгән, 25 даешчи йариланған. қорал-йарағ искилатлири вә һәрбий нуқтилар нишан қилинған икки қетимлиқ бомбардиманда, 20 даешчи өлүп, 15 даешчи йариланған.

ирақ армийәсиниң офитсери җәббар һасан террорлуқ тәшкилати даешниң илгириләшни тосуш үчүн тирик қалқан сүпитидә йүзләрчә «адәм бомба» ларни тәййарлиғанлиқи учуриға еришкәнликлирини ейтқан. җәббар һасан мусулда бүгүн (2-нойабир) шәрқ, ғәрб вә җәнуб тәрәптин илгириләш пиланиниң әмәлгә ешишиниң қийин икәнликини билдүрүп, мундақ дегән:

«даеш террористлири қорал-йарағлирини ташлап мусулниң мәркизигә қарап чекинди. биз даешниң пуқраларни тирик қалқан қилип пайдилиниш хәвпигә дуч кәлдуқ, бу әһвал илгирилишимизни зор қийинчилиққа учратти.»

ирақ баш министири һайдар әлибади түнүгүн (1-нойабир) бағдадта өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, террорлуқ тәшкилати даешниң мусулда пуқраларни қалқан қилип пайдиланғанлиқини әскәртип, һәрбий һәрикәтни аз чиқим билән ахирлаштурушни халайдиғанлиқлирини ейтқан иди.

шиә қораллиқ күчлири болған «һәшдуш шаби» ниң қоманданлиридин бири болған әбу мәһди әлмуһәндис байанат елан қилип, мусулниң ғәрбий уруш сепидә оңғул-доңғул йәрләрниң барлиқини, даеш зор мәғлубийәткә учриғандин кейин, бу җайларда қаттиқ тиркәшкәнликини билдүрүп, у тәлафәрни даештин пүтүнләй қутқузуш үчүн мусул билән арисидики ғәрб линйәсини үзүп ташлашни мәқсәт қилғанлиқлирини әскәрткән.

ирақ армийәси, пәшмәргә (шималий ирақ районлуқ қораллиқ қисим) вә көпинчисини башика базисидики түркийә әскәрлири тәрбийәлигән нинова муҗаһитлири 17-өктәбир мусулниң террорлуқ тәшкилати даештин тазилиниши үчүн һәрбий һәрикәт башлиған иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر