сомалида зәнҗирсиман аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сомалиниң оттура қисмиға җайлашқан мудуг районидики шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң алдида арқа - арқидин икки аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди.

556237
сомалида зәнҗирсиман аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң оттура қисмиға җайлашқан мудуг районидики шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң алдида арқа - арқидин икки аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 11 адәм һайатидин айрилди.

хәвпсизлик тармақлиридин игиләнгән учурларға қариғанда, икки аптомобил бомба билән елип берилған мудуг райони галкайо наһийәси пунтланд шәһәрлик һөкүмәт мәркизигә қилинған қош һуҗумда көп санлиқи пуқра болуп 11 адәм һайатидин айрилди, нурғун адәм йариланди. өлгәнләрниң көп санлиқиниң адәм бомба һуҗумчиси һәйдигән бир аптомобил бомбиниң шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң алдида партлитилишидин кейин, вәқә йүз бәргән җайға топланған хәлқниң йениға йеқинлашқан иккинчи аптомобил бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә мәйданға кәлгәнлики қәйт қилинди.

һуҗумниң җавабкарлиқини һазирғичә һечқандақ тәрәп үстигә алмиди, һөкүмәт әмәлдарлириму вәқә тоғрисида рәсмий байанат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر