америка й п г билән растинла һәмкарлиқ ичидиму?

сүрийәниң раққә шәһирини террорлуқ тәшкилати даештин қайтурувелиш үчүн башқа террорлуқ тәшкилати билән қилинған һәмкарлиқ шәрмәндичилики ашкариланди.

498748
америка й п г билән растинла һәмкарлиқ ичидиму?

түркийә авази радийоси хәвири: хәвәр агентлиқлири террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қолчумақчилири болған п й д вә й п г әзалириниң кийимини кийип, һәрбий һәрикәтләргә қатнашқан америка әскәрлириниң фотографлирини тарқатти. фотографларда америка әскәрлири террористлар билән йанму йан турған һаләттә көрүлиду.

америка дөләт мудапиә министирлиқи бу һәқтә алаһидә қисим әскәрлири өзлирини қоғдаш үчүн мушундақ тәдбир алған болуши мумкин, дәп байанат елан қилди. бирақ, америка әскәрлириниң қандақларчә террористларниң қоғдишиға еһтийаҗлиқ болуп қалғанлиқини тоғра чүшинишкә мумкин болмиди. америка дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси петер кук күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, раққәни даештин қайтурувелиш һәрбий һәрикәтлири җәрйанида тартилған фотографлар тоғрисидики соалға җаваб беришни халимайдиғанлиқини билдүрди. у һәрбий һәрикәтләрниң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, әскәрләр бар җайларниң исмини ашкарилийалмайдиғанлиқини әскәртти. у: «әскәрләрниң даешқа қарши уруш қиливатқан күчләгә мәслиһәтчилик қилиш вә йардәм қилиш вәзиписи бар. әскәрләр бу күчләрниң әмәлий иқтидарини тәрәққий қилидуруш үчүн йардәмдә болиду. әскәрлиримиз алдинқи сәптә йоқ, бу урушқа башламчилиқ қилмайду» деди.

у қайта – қайта соралған соалға: «алаһидә қисимлар бурунму бәзи иттипақдашлириниң образиға вәкиллик қилидиған бәлгә вә кимликлиридин пайдиланған иди» дәп җаваб бәрди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марк тонер болса, америка әскәрлириниң фотографлири тоғрисида дөләт мудапиә министирлиқиниң җаваб берәләйдиғанлиқини ейтти. у: «бир қанчә һәптә бурун алаһидә қисимларниң сүрийәдики демократик күчләр билән өзара маслишип, уруш қилишқа мәслиһәт бериш вә йардәм қилиш вәзиписи даирисидә сүрийәниң шималиға баридиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәргән идуқ» деди.

у й п г ниң америкада йасалған қораллар билән қоралланғанлиқи тоғрисидики соалға болса: «наһайити әпсуски, уруш мәйданида олҗа еливелинған наһайити нурғун қораллар ишлитилиду. бу қоралларниң қәйәрдин кәлгәнликини вә қәйәрдә йасалғанлиқини уқалишимиз мумкин әмәс, бу тоғрида ениқ бир нәрсә йоқ» дәп җаваб бәрди.

вашингтон һөкүмити алаһидә қисим әскәрлириниң даешқа қарши күрәш қиливатқан күчләргә мәслиһәтчилик қилиш вә йардәм қилиш үчүн сүрийәниң шималиға орунлишишини қарар қилған иди.

америка пирезиденти барак обама апрел ейида 250 әскәрниң сүрийәгә беришини тәстиқлиған болуп, буниң билән сүрийәдики америка алаһидә қисим әскәрлири саниниң 300 гә чиқидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر