хитай байанатчи ‹панама һөҗҗәтлири› гә даир соалларға җаваб бәрмиди

мәркизий панамаға җайлашқан қанунчилиқ мулазимити ширкити – моссак фонсекаға тәвә 11 милйон 500 миң бәтлик мәхпий һөҗҗәтниң ашкарилиниши дунйа миқйасида күчлүк ғулғула қозғиди.

465298
хитай байанатчи ‹панама һөҗҗәтлири› гә даир соалларға җаваб бәрмиди

түркийә авази радийоси хәвири: ашкариланған мәхпий һөҗҗәтләрдә илгири сүрүлүшичә, русийә пирезиденти виладимир путин, аргентина пирезиденти макри, панама пирезиденти қатарлиқ 72 дөләт әрбаби, шундақла хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң қейинакиси, хитайниң сабиқ баш министири ли пиңниң қизи ли шийавлин қатарлиқ тонулған кишиләр чәт дөләтләрдә ширкәт ечиш арқилиқ баҗ төләштин өзини қачурған йаки башқичә қилип ейтқанда, баҗ оғрилиған.

‹панама һөҗҗәтлири› дегән намлиқ мәзкур материйалда өзиниң йаки туғқанлириниң исми бар көплигән дөләт әрбаблири әйибләшләрни рәт қилип байанат бәрди. бу нуқтида русийә материйалларни ашкарилғанларниң бәзилириниң журналистлар әмәс, сабиқ дөләт бихәтәрлик җасуслири икәнликини илгири сүрүп қаттиқ наразилиқ билдүрди.

иҗтимаий таратқуларда тарқалған хәвәрләргә асасланғанда, бүгүн (5 – апрел) хитай ташқи шлар министирлиқиниң байанатчиси хуң ле ахбарат елан қилиш йиғинида, чәт әл мухбирлириниң панама һөҗҗәтлири тоғрисидики арқа – арқидин сориған соаллириға «бу хил тутруқсиз, асассиз хәвәрләр һәққидә бир нәрсә дегүм йоқ.» дәп җаваб бериш биләнла болди қилған.

хуң лениң бу сөзлири чәт әл ахбарат вастилирида кәң тарқалған болсиму, хитай ташқи шлар министирлиқиниң тор бекитидә пәқәтла тилға елинмиған .



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر