аллаһ залимларни обдан билиду

барчә һөкүм аллаһқа хас, аллаһ һәқ һөкүм қилиду, аллаһ һөкүм қилғучиларниң йахшисидур.

1044920
аллаһ залимларни обдан билиду

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 52 – 58 – айәтләр.  аллаһниң разилиқини дәп әтигәндә, ахшамда пәрвәрдигариға ибадәт қилидиғанларни (йениңдин) қоғливәтмигин, уларниң һесабидин саңа һеч нәрсә йүкләнмәйду (йәни уларниң қилмишлири үчүн сән җавабкарлиққа тартилмайсән). сениң һесабиңдинму уларға һеч нәрсә йүкләнмәйду, уларни қоғливәтсәң, залимлардин болуп қалисән[52]. уларниң: «аллаһ аримиздин (һидайәт қилиш билән) инам қилған кишиләр мушуларму?» дейишлири үчүн, уларни бир ـ бири билән мушундақ синидуқ (йәни пеқир, аҗиз кишиләрни иман ейтқузуш билән, бай, чоң кишиләрни синидуқ). аллаһ шүкүр қилғучиларни обдан билиду әмәсму? (йәни шүкүр қилғучиларни аллаһ һидайәт қилиду)[53]. бизниң айәтлиримизгә иман ейтқанлар йениңға кәлгән чағда: «силәргә аманлиқ болсун, пәрвәрдигариңлар (бәндилиригә) рәһмәт қилишни (еһсан қилиш йүзисидин) өз үстигә алди, силәрдин кимки билмәстин бирәр йаманлиқ қилип қойуп, андин кейин тәвбә қилса вә (әмәлини) түзисә, аллаһ әлвәттә униңға мәғпирәт қилиду вә рәһим қилиду» дегин[54]. (бу сүридә мушрикларниң гумраһлиқини көрситидиған дәлилләрни байан қилғинимиздәк) гунаһкарларниң йоли ашкара болсун үчүн, айәтлиримизни рошән байан қилимиз[55]. (и муһәммәд! мушрикларға) ейтқинки, «силәр аллаһни қайрип қойуп ибадәт қилған бутларға ибадәт қилиштин мән һәқиқәтән мәни қилиндим». ейтқинки, «мән силәрниң нәпси хаһишиңларға әгәшмәймән, болмиса мән азған болимән вә һидайәт тапқучилардин болалмай қалимән»[56]. ейтқинки, «һәқиқәтән мән пәрвәрдигарим тәрипидин назил болған рошән дәлилгә (йәни қуранға вә вәһигә) асаслинимән, һалбуки, силәр уни инкар қилдиңлар, силәр балдур йүз беришини тәләп қилған азаб мениң игидарчилиқимда әмәс, барчә һөкүм аллаһқа хас, аллаһ һәқ һөкүм қилиду, аллаһ һөкүм қилғучиларниң йахшисидур»[57]. ейтқинки, «силәр балдур йүз беришини тәләп қилған азаб мениң қолумдин кәлсә иди, у чағда мән билән силәрниң араңлардики иш чоқум һөкүм қилинип болған болатти (йәни силәрдин арам тепиш үчүн, силәрни һалак қилған болаттим)». аллаһ залимларни обдан билиду[58].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر