мөминләргә (кәлгүсидин) ғәм қилиш, (кәткәнгә) қайғуруш йоқтур

мөминләрдин, йәһудийлардин, пәриштиләргә вә йултузларға чоқунғучилардин, насаралардин аллаһқа вә ахирәт күнигә иман ейтқан вә йахши әмәл қилғанларға (кәлгүсидин) ғәм қилиш, (кәткәнгә) қайғуруш йоқтур.

986540
мөминләргә (кәлгүсидин) ғәм қилиш, (кәткәнгә) қайғуруш йоқтур

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 69 – 75 – айәтләр. мөминләрдин, йәһудийлардин, пәриштиләргә вә йултузларға чоқунғучилардин, насаралардин аллаһқа вә ахирәт күнигә иман ейтқан вә йахши әмәл қилғанларға (кәлгүсидин) ғәм қилиш, (кәткәнгә) қайғуруш йоқтур[69]. биз бәни исраилдин һәқиқәтән чин әһдә алдуқ. уларға (динниң ишлирини байан қилип бериш үчүн) пәйғәмбәрләрни әвәттуқ, уларға һәрқачан бирәр пәйғәмбәр улар йақтурмайдиған әһкамни елип кәлсә, (улар пәйғәмбәрләрниң) бир бөлүкини йалғанчи қилди, бир бөлүкини өлтүрди[70]. улар, (биз исраил әвлади пәйғәмбәрләрни өлтүрүш билән) азабқа дучар болмаймиз, дәп ойлиди. улар кор болди (йәни һәқиқәтни көрмиди), улар гас болди (йәни һәқиқәтни аңлимиди), андин кейин (улар тәвбә қилди), аллаһ уларниң тәвбисини қобул қилди. андин уларниң нурғуни йәнә (һәқни көрүштин) кор болди, йәнә (пәнд ـ нәсиһәт аңлаштин) гас болди, аллаһ уларниң қиливатқан ишлирини көрүп турғучидур[71]. шүбһисизки, аллаһ мәрйәмниң оғли исадур, дегүчиләр капир болди, иса: «и бәни исраил! мениң пәрвәрдигарим вә силәрниң пәрвәрдигариңлар болған аллаһқа ибадәт қилиңлар, кимки аллаһқа шерик кәлтүридикән (йәни аллаһтин ғәйрийгә илаһ дәп етиқад қилидикән), аллаһ униңға җәннәтни һарам қилиду, униң җайи дозах болиду, залимларға һечбир мәдәткар (йәни аллаһниң азабидин қутулдурғучи) болмайду» деди[72]. аллаһ үч илаһниң биридур, дегүчиләр шәксиз капир болди. бир илаһтин башқа һеч илаһ йоқтур. әгәр улар ейтиватқан сөзлиридин қайтмиса, уларниң ичидики капир болғанлар (дунйа вә ахирәттә) қаттиқ азабқа қалиду[73]. улар аллаһқа тәвбә қилмамду? аллаһтин мәғпирәт тәләп қилмамду? аллаһ (тәвбә қилғучиларға) наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур[74]. мәрйәм оғли иса пәқәт (өткән пәйғәмбәрләргә охшаш) пәйғәмбәрдур, униңдин илгири нурғун пәйғәмбәрләр өткән, униң аниси наһайити растчил хотундур, у иккиси тамақ йәйтти (йәни уларму башқа мәхлуқларға охшашла гөш, сөңәк, томур вә пәйләрдин тәркиб тапқан иди). уларға (йәни уларниң етиқадиниң батиллиқиға) айәтлиримизни қандақ байан қилидиғанлиқимизға қариғин؛ андин уларниң һәқтин қандақ баш тартқанлиқиға қариғин[75].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر