и мөминләр! диниңларни мәсхирә вә ойунчуқ қилғанларни дост қиливалмаңлар

и мөминләр! силәрдин илгири китаб берилгәнләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) дин диниңларни мәсхирә вә ойунчуқ қилғанларни дост қиливалмаңлар.

976624
и мөминләр! диниңларни мәсхирә вә ойунчуқ қилғанларни дост қиливалмаңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 57 – 63 – айәтләр. и мөминләр! силәрдин илгири китаб берилгәнләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) дин диниңларни мәсхирә вә ойунчуқ қилғанларни дост қиливалмаңлар. әгәр (һәқиқий) мөмин болсаңлар, аллаһтин қорқуңлар[57]. силәр намазға чақирған (йәни әзан ейтқан) чеғиңларда, улар намазни (һәм силәрни) мәсхирә вә ойунчуқ қилиду, бу шуниң үчүнки, улар (намазниң һекмитини вә намазниң нәпсини паклаштики ғайисини) чүшәнмәс қәвмдур[58]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «и әһли китаб! (йәни йәһудий вә насаралар җамаәси) пәқәт бизниң аллаһқа, бизгә назил қилинған китабқа (йәни қуранға), буниңдин илгири (пәйғәмбәрләргә) назил қилинған китабларға иман ейтқанлиқимиз үчүн вә силәрниң көпчиликиңлар пасиқ болғанлиқиңлар үчүн, бизни әйибләмсиләр?»[59] (и муһәммәд!) ейтқинки, «силәргә аллаһниң нәзиридики буниңдинму йаман җазани ейтип берәйму? (у шундақ) кишиләрниң (җазасики), аллаһ уларни рәһмитидин йирақ қилди вә уларға ғәзәп қилди, аллаһ уларниң бир қисмини маймун вә чошқа қилди, бир қисмини шәйтанға ибадәт қилидиған қилди, әнә шуларниң орни әң йамандур (йәни дозахтур), (улар) тоғра йолдин әң адашқандур»[60]. (йәһудийларниң мунапиқлири) йениңларға кәлгән чағда, биз иман ейттуқ, дәйду, ваһаләнки, улар (и муһәммәд! йениңға) куфри билән кирип куфри билән чиқип кәтти (йәни сәндин аңлиған илимдин пайдиланмиди). аллаһ уларниң йошурған нәрсисини (йәни нифақини вә куфрини) обдан билиду[61]. улар (йәни йәһудийлар) ниң арисидики нурғун кишиләрниң гунаһқа, зулум селишқа вә һарам йейишкә алдирайдиғанлиқини көрисән, уларниң қилмишлири немидегән йаман![62] уларниң заһитлири, әһбарлири немишқа уларни йалған сөзләштин, һарам йейиштин тосмайду? уларниң қилмишлири немидегән йаман![63]



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر