пүткүл дунйадики мусулманларниң сани барғансери көпәймәктә

мусулманлар 2023 – йилиға барғанда йавропа нопусиниң % 8 тини тәшкил қилиду.

969350
пүткүл дунйадики мусулманларниң сани барғансери көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә иҗтимаий пәнләр университетиниң бу һәқтики доклатида әскәртилишичә,  нөвәттә дунйаниң һәрқайси җайлиридики мусулманларниң бәштин биридин көпрәки йавропа, шималий америка вә авистирийалийәдә йашайдикән.

мусулманларниң саниниң йавропада 44 милйондин, америка қошма иштатлирида 5 милйондин ешип кәткинлики қәйт қилинған доклатта тәкитлинишичә, мусулманлар бүгүнки күндә дунйадики әң чоң диспоралардин бири һесаблинидикән.

канада, фирансийә, авистирийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрдики мусулманлар йәрликләргә қариғанда техиму  йаш икән. йавропа бойичә әң көп мусулман йашайдиған дөләтләрдин бири болған авистирийәниң нопусиниң % 21.2 тини түркләр тәшкил қилидикән.

мусулманлар саниниң көплүки җәһәттин маракәшлик вә түркийәлик мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған белгийәдин қалса, булғарийә, данийә, фирансийә, германийә, гиретсийә, италийә, голландийә, норвегийә, русийә, сербийә, испанийә, шиветсийә, шивейтсарийә вә украина келидикән.

фирансийәдики мусулманларни болупму тунислиқ, алҗирийәлик вә маракәшликләр, германийәдики асаслиқ мусулманлар гурупписини түркләр, әнглийәдики мусулманларни болса һиндистанлиқ йаки пакистанлиқлар тәшкил қилидикән.

мусулманларниң қитәләрдики тарқилиш нисбити бойичә ейтқанда, асийа қитәси биринчи, африқа қитәси иккинчи, йавропа қитәси үчинчи, америка қитәси төтинчи, окйанийә қтәси бәшинчи  орунда туридикән.

мусулманларниң нопуси 2023 – йилиға барғанда йавропа нопусиниң % 8 тини, америка нопусиниң % 2.1 тини тәшкил қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر