«сән пәрвәрдигариң билән биллә берип иккиңлар урушуңлар»

«сән пәрвәрдигариң билән биллә берип иккиңлар урушуңлар, биз бу йәрдә олтуруп турайли.»

930493
«сән пәрвәрдигариң билән биллә берип иккиңлар урушуңлар»

түркийә авази радийоси: улар: маидә сүриси, 24 – 31 – айәтләр. «и муса! мадамики, улар муқәддәс йәрдә икән, биз һәргиз у йәргә кирмәймиз, сән пәрвәрдигариң билән биллә берип иккиңлар урушуңлар, биз бу йәрдә олтуруп турайли» деди[24]. муса деди: «пәрвәрдигарим! мән пәқәт өзүмгә вә қериндашлиримғила игимән, сән биз билән (итаитиңдин баш тартқан) қәвмниң арисини айривәткин»[25]. аллаһ деди: « уларниң муқәддәс йәргә кириши 40 йилғичә һарам қилинди, (бу җәрйанда) улар земинда адишип йүриду . пасиқ қәвм үчүн қайғурмиғин»[26]. (и муһәммәд!) уларға (йәни әһли китабқа вә қәвмиңгә) адәмниң икки оғли (йәни һабил билән қабил) ниң һекайисини растлиқ билән оқуп бәргин, өз вақтида улар (йәни һабил билән қабил) иккийлән қурбанлиқ қилған иди. бирси (йәни һабил) ниң қобул болди, йәнә бирси (йәни қабил) ниң қобул болмиди. (қабил һабилға) «мән сени чоқум өлтүримән» деди, һабил немишқа девиди, қабил: «аллаһ сениң қурбанлиқиңни қобул қилип, мениңкини қобул қилмиди» деди. (һабил) ейтти: «аллаһ пәқәт тәқвадарларниң (қурбанлиқини) қобул қилиду»[27]. әгәр сән мени өлтүрүшкә қолуңни созидиған болсаң, мән сени өлтүрүшкә қолумни созмаймән, мән һәқиқәтән аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһтин қорқимән[28]. мән һәқиқәтән сән билән болған гунаһни (йәни мени өлтүргәнлик гунаһиңни) вә сениң (илгирики) гунаһиңни (йәни атаң адәмниң әмригә асийлиқ қилғанлиқ гунаһиңни) үстүңгә елип әһли дозахлардин болушуңларни тиләймән, (кишиләргә) зулум қилғучиларниң җазаси шудур»[29]. у (йәни қабил) ниң нәпси униңға қериндишини (йәни һабилни) өлтүрүшни чирайлиқ көрсәтти, шуниң билән, уни өлтүрүп (дунйа вә ахирәттә) зийан тартқучилардин болди[30]. аллаһ униңға қериндишиниң җәситини қандақ көмүшни көрситиш үчүн бир қаға әвәтти. у (тумшуқи вә икки пути билән) йәрни колиди. у (буни көрүп): «вай мән қериндишимниң җәситини көмүштә мушу қағичилик болуштин аҗиз кәлдимму?» деди. шуниң билән у надамәт қилғучилардин болди[31].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر