германийәдә түрк тили дәрслики тосқунлуққа учримақта

германийәниң пайтәхти берлинниң бир қисим наһийәлиридики бәзи мәктәпләрдә түрк оқуғучиларға түркийә маарип министирлиқи оқутқучилириниң түрк тили вә түрк мәдәнийити дәрсликлирини оқутуши тосқунлуққа учримақта.

811511
германийәдә түрк тили дәрслики тосқунлуққа учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң берлин баш әлчиханиси маарип ишлири мәслиһәтчиси җәмал йилмаз, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, бу йилдин бшлап берлинниң митте наһийәсидә, 2018 – йилниң йанвар ейидин етибарән фриендричшан – крезберг наһийәлиридә дәрс өтлидиған синиплар үчүн һәқ тәләп қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «берлиндә тәхминән 40 йилдин буйан үзлүксиз давамлишиватқан вә түркийә маарип министирлиқи оқутқучилири германийә мәктәплиридә өтәватқан түрк тили вә түрк мәдәнийити дәрсликлири хәвп астида.»

оқуш башланғиниға икки һәптә болған болушиға қаримай бу һәқтә билдүрүлгән етиразлардин һечқандақ нәтиҗә һасил қилиналмиғанлиқини әскәрткән йилмаз, оқуғучиларниң митте наһийәсидики 17 мәктәптә түрк тили дәрсигә кирәлмигәнликини қәйт қилди.

германийә таратқулириниң хәвәр қилишичә,, митте наһийәсидә 2017 – 2018 – йиллиқ оқу – оқутуш йилида синипларни ишлитиш үчүн тәхминән 30 миң йавро тәләп қилинған болуп, берлиндики 100 дин артуқ мәктәптә 3 миңға йеқин оқуғучи түрк тили вә түрк мәдәнийити дәрслирини таллиған.

игилинишичә, германийәдики көплигән өлкиләрдики нурғун оқуғучилар түркийә маарип министирлиқи оқутқучилири өтидиған дәрсләргә наһайити қизиқидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر