әрдоған иптарда сәнәтчиләр вә тәнтәрбийәчиләр билән учрашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә истанбулда берилгән иптар зийапитидә, сәнәтчиләр вә тәнтәрбийәчиләр билән бир йәргә җәм болди.

751332
әрдоған иптарда сәнәтчиләр вә тәнтәрбийәчиләр билән учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған бу йәрдә қилған сөзидә, илим – ерпандин халий бир мәдәнийәтниң,  сәнәт вә әхлақтин халий бир тәнтәрбийәниң һечнемигә әсқатмайдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, мәдәнийәт - сәнәт вә тәнтәрбийә мәлум гуруппиғила аит болуш чүшәнчисиниң дөләткә һечқандақ пайдиси болмиғанниң сиртида, әксичә бундақ позитсийәниң һәр саһәдә көңүлсизликкә сәвәб болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниң күчи вә иқтидари билән мәдәнийәт – сәнәт вә тәнтәрбийә саһәсидики орни бир – биригә мас әмәс. илим – ерпандин халий бир мәдәнийәт - сәнәт вә әхлақтин халий бир тәнтәрбийә һечнемигә әсқатмайду, бундақ кетивәрсәк, дунйада тегишлик орун елишни әмәс, хәлқимизниң әң кичик үмидиниму ақлийалмаймиз.»

дөләтниң мәдәнийәт – сәнәттә вә тәнтәрбийәдә башқуридиған әмәс, қоллайдиған, тәшвиқ қилидиған орунда туруши лазимлиқини тәкитлигән әрдоған, пиринсип җәһәттин сәнәтчиләрниң дөләт мәмури болушини тоғра дәп қаримайдиғанлиқини, әмма барлиқ сәнәтчиләр паалийәтлирини өз саһәсәсидә елип барса әң тоғра болиду, дәп қарайдиғанлиқини қәйт қилди.

тәнтәрбийәчиләр вә сәнәтчиләрниң аммиға үлгә болидиған шәхсләр икәнликини тәкитлигән әрдоған, «бу мәсулийәтниң һөддисидин чиқалмиғанлар пәқәт өзлиригила әмәс, хәлқимизгиму зийан йәткүзидиғанлиқлирини билишлири керәк» деди.

истанбул таксимдики ататүрк мәдәнийәт мәркизиниң чеқилип, орниға йеңи бир муәссәсәниң бәрпа қилинидиғанлиқини әскәрткән әрдоған, пилан лайиһәсиниң тамамланғанлиқини, буниңдин кейин бу пиланниң иҗра қилинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر