«хәлқара йашанғанлар байрими» күни

«хәлқара йашанғанлар байрими» күни мубарәк болсун!

698758
«хәлқара йашанғанлар байрими» күни

түркийә авази радийоси хәвири:  һәр бир инсан туғулиду, өсүп чоң болиду вә ахирида тәбиий  һаләттә қерийду. әгәр узун өмүр көрсәк, һаман бир күни бизму қериймиз. шуңа, башқиларниң бизгә қандақ муамилә қилишини арзу қилсақ, йашанғанларғиму шундақ муамилә қилишимиз керәк.

уларни қәйәрдә учратсақ шу йәрдә, җүмлидин мәйли аптубуста болсун, мәйли метрода болсун, инсаний бурчимизни ада қилип, һөрмәт қилишимиз вә еһтирам билдүрүшимиз лазим.

 «хәлқара йашанғанлар байрими» күни мунасивити билән аилимиздики чоңлардин һал – әһвал соришимиз, метора, аптубуста, баққалда вә башқа җайларда учратқанлики йашанғанларға һөрмәт қилишимиз керәк. шуниң билән, бир күн болсиму йүзләрчә инсанниң көңлини хуш қилалишимиз мумкин.

«хәлқара йашанғанлар байрими» күни мунасивити билән йашанғанларға бәхт – саадәт тиләймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر