зеленский: русийә ракеталири аммиви айродурумға чүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти зеленский русийә ракеталириниң аммиви айродурумға чүшкәнликини ейтти.

украина пирезиденти иладимир зеленский  тәрипидин елан қилинған учурларға асасланғанда, от өчүргүчиләр украинаниң мәркизи шәһәрлириниң бири болған виннитсийәдә, русийә ракеталар арқилиқ бомбардиман қилған аммиви айродурумда от өчүрүшкә тиришмақта икән.