түркийә ливан үчүн сайаһәт агаһландуруши елан қилди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи ливанда йашаватқан түркийә пуқралирини мәҗбур қалмиған әһвалда небатийаһ, җәнубий ливан, бекаа вә баалбек-хермел вилайәтлиригә бармаслиқ тоғрисида агаһландурди.

2129194
түркийә ливан үчүн сайаһәт агаһландуруши елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи район вәзийитиниң ливанға тәсир көрситиши сәвәбидин ливанда йашаватқан түркийә пуқралирини диққәт қилишни, мәҗбур қалмиған әһвалда небатийаһ, җәнубий ливан, бекаа вә баалбек-хермел вилайәтлиригә бармаслиқ тоғрисида агаһландурди.

ливан вәзийитини ташқи ишлар министирлиқи вә түркийәниң бейрут әлчиханисиниң тор бети билән иҗтимаий таратқу бәтлиридин көзитип туруш тәвсийә қилинған агаһландурушта, қийинчилиққа йолуққанда «+961 3 944 904»  вә «+961 70 622 012» номурлири билән алақилишиш тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر