фидан қатар вә сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң пәләстин хәлқини қоллашни вә ғәззәдики қирғинчилиқниң җавабкарлириниң сотлиниши үчүн пүтүн күчи билән тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

2133564
фидан қатар вә сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир фидан иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп: «миллитимизниң рәһбәрлирини сийасий мата қилиш бипәрвалиқини садир қилған исраилийә сийасийонлириниң ниқаблири пүтүнләй чүшүп кәтти. хәлқара қанун вә барлиқ инсаний қиммәт қарашларни дәпсәндә қилишни давамлаштуруватқан исраилийә әмәлдарлири, дунйа җамаитиниң виҗданида аллибурун әйибләнди. биз бу қирғинчилиқни садир қилғучилар қанун алдида җавабкарлиққа тартилидиған күнини сәврсизлик билән күтмәктимиз» деди.

йәнә бир тәрәптин, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида һәмбәһрилигән учурға асасланғанда, министир хақан фидан сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта алди билән қатар баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдураһман ал сани билән, андин сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири фәйсал бин фәрһан билән көрүшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر