әрдоған: баку-тифлис-қарс төмүр йолини толуқ әслигә кәлтүрүш үчүн хизмәт ишләватимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған баку-тифлис-қарс төмүр йолини толуқ әслигә кәлтүрүш үчүн давамлиқ хизмәт ишләватқанлиқлирини ейтти.

2140722
әрдоған: баку-тифлис-қарс төмүр йолини толуқ әслигә кәлтүрүш үчүн хизмәт ишләватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн пайтәхт әнқәрәгә кәлгән гирузийә баш министири иракли кобахидзе билән көрүшкәндин кейин өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ деди:

«достанә дөләт гирузийә хәлқиниң 10 күндин кейинки мустәқиллиқ күнини һазирдин башлапла қизғин тәбрикләймән. меһман баш министир иракли кобахидзе  билән икки достанә, қошна дөләт вә истратегийәлик шерик дөләтниң рәһбәрлири сүпитидә муһим учришишларни елип бардуқ.»

әрдоған бултур икки дөләт оттурисидики 3 милйард болған сода омумий соммисини йеңи мәзгилдә 5 милйард долларға йәткүзүшни нишан қиливатқанлиқлирини әскәртип мундақ деди:

«тарихий йипәк йолини релислар арқилиқ қайтидин ишқа кириштүрүштә муһим рол ойнайдиған баку-тифлис-қарс төмүр йолини толуқ әслигә кәлтүрүш үчүн давамлиқ хизмәт ишләватимиз.»

җумһур рәис әрдоған гирузийә баш министири иракли кобахидзе билән  фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири һәм тәшкиллик җинайәт шайкилиригә қарши күрәштә түрткилик рол ойнайдиған қәдәмләрни ташлаш һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:

«дөлитимиз террорлуқ тәшкилатлири вә тәшкиллик җинайәт шайкилириға қарши кәскин күрәш қилишни изчил давамлаштуриду.»

әрдоған түркийә дөләт командисиниң йавропа путбол ләвһә талишиш мусабиқисидә гирузийә командиси билән бир гуруппида икәнликини әскәртип мундақ деди:

«командилиримизға алдин утуқ тиләймән.»

меһман баш министир иракли кобахидзе  болса җумһур рәис әрдоғанни зийарәт қилғанлиқидин өзини толиму бәхтлик һес қилидиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«җумһур рәис әрдоған түркийә хәлқиниң мәнпәәтини җан тикип қоғдаватқан мислисиз рәһбәрдур. җумһур рәис әрдоған әпәндим гирузийәниң миллий мәнпәәтини изчил қоллап келиватиду, буниңдин интайин хурсәнмиз, буниң үчүн җумһур рәис әрдоғанға көптин - көп рәһмәт ейтимиз. биз кавказ дөләтлириниң тәң мәвҗут болуп туруш пиринсипини қоллаймиз, биз һәрдаим иҗабий һәмкарлиқ орнитиш тәрәпдаримиз.»

йәнә бир тәрәптин, учришишлардин кейин, икки дөләт оттурисида «енергийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишим лайиһәси» имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر