түркийә фирансийәниң ассурлар вә кәлданийлар һәққидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә фирансийә парламентиниң ассурлар вә кәлданийлар тоғрисидики қарарида османли дәвригә аит қануний вә тарихи асаслардин мәһрум әйибләшләргә орун беришигә наразилиқ билдүрди.

2133708
түркийә фирансийәниң ассурлар вә кәлданийлар һәққидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «фирансийә парламенти 2024-йили 29-апрел мақуллиған ассурлар вә кәлданийлар һәққидики қарар инавәтсиздур» дегәнләрни қәйт қилди.

фирансийә һөкүмитиниң 2023-йили фирансийә кеңәш палатаси мақуллиған мушуниңға охшаш бир қарарни қоллимиғанлиқи әслтиип өтүлгән байанатта: «охшаш асассиз әйибләшләрниң бу қетим һакимийәт бешидики партийә вәкиллири тәрипидин дөләт мәҗлисиниң күнтәртипигә киргүзүлүши,  сийасий мәнпәәтни көздә тутуп тарихи вәқәләрни бурмилаш тиришчанлиқиниң мисалидур» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта парламентларниң тарихни изаһлаш вә униңға һөкүм қилиш һоқуқиниң йоқлуқи тәкитлинип: «бу қарар ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң садир қилинғанлиқиға <һоқуқлуқ сот мәһкимисиниң һөкүм қилидиғанлиқи>ни мәзмун қилған 1948-йилидики б д т ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамисиғиму зиттур» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر