түркийә миллий истихбарат тәшкилати ирақта икки террорчини бир тәрәп қилди

түркийә миллий истихбарат тәшкилати ирақниң һақуруқ районида түркийә қисимлириниң һәрбий базилириға һуҗум қилишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи байқалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к әзаси икки террорчини бир тәрәп қилди.

2140550
түркийә миллий истихбарат тәшкилати ирақта икки террорчини бир тәрәп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә миллий истихбарат тәшкилати бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к әзаси «туфан кочәр» ләқәмлик әһмәд байар билән «мәрван зәрәван» ләқәмлик әһмәд ибраһим әләһмәдниң түркийә қисимлириниң базилириға һуҗум қилиш тоғрисида йолйоруқ тапшурувалғанлиқини ениқлап чиққан.

буниңға асасән,  ирақниң һақурқ районида елип берилған һәрбий һәрикәт нәтиҗисидә, һуҗумға өтүшкә тәййарлиқ қиливатқан террорчилар байар билән әләһмәд бир тәрәп қилинған.

байарниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә 2012-йили қетилғанлиқи, илгири сүрийәдә террорлуқ паалийәтлирини елип барғанлиқи вә п к к ниң аталмиш ​​каттибашлириниң қоғдиғучиси болғанлиқи,  әләһмәдниң болса қәндил теғида қәстләп өлтүрүш бойичә тәрбийәләнгәнлики ениқлап чиқилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر