әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт рәиси муһәммәд бин зайид әннәһйан билән телефонда көрүшти.

2128970
әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидә йүз бәргән кәлкүн апити мунасивити билән муһәммәд бин зайид әннәһйанға тәзийә билдүргән.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған әрдоған риванда баш әлчиси чарлиз кайонга вә никарагуа баш әлчиси татйана даниела гарсийа силванини қобул қилған.

җумһур рәислик мәһкимисидә ишқа ашурулған қобулда, риванда вә  никарагуа баш әлчилири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға ишәнч хети сунған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر