әрдоған: мәзлум пәләстин хәлқини қоллашни давамлаштуримән

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған мәзлум пәләстин хәлқини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

2128914
әрдоған: мәзлум пәләстин хәлқини қоллашни давамлаштуримән

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған партийәси (ақ партийә) ниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики гуруппа йиғинида қилған сөзидә, мундақ деди:

«бизниң күндилик һайатимиз пәләстин күриши арқилиқ мәнилик һайатқа еришкәндур.»

«(1919 – 1923 – йилллардики) миллий күрәш <мустәқиллиқ күриши> мәзгилидә түркийәдики кувайи миллийә (миллий күчләр) қандақ әһмийәткә игә болса һамасму шундақ әһмийәткә игә.»

«террорлуқ дөлити исраилийә 7-өктәбирдин буйан ғәззә районида давамлиқ ирқий қирғинчилиқ йүргүзмәктә. бу җәрйанда 14 миң бала өлтүрүлди. улар (исраилийә һөкүмити) аллиқачан (германийә натсистлар рәһбири) гитлердинму ешип кәтти.»

«пәләстин (хәлқи) ниң күришини  қоллаш вә мәзлум пәләстин хәлқиниң садаси болушни давамлаштуримән, давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر