сомали баш министири түркийәниң өзгәрмәс иттипақдаш икәнликини билдүрди

сомали баш министири һәмзә абди баррә түркийәниң өзлири үчүн «өзгәрмәс иттипақдаш» икәнликини ейтти.

2121390
сомали баш министири түркийәниң өзгәрмәс иттипақдаш икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали хәвәр агентлиқи сонна (SONNA) ниң хәвиригә қариғанда, абди баррә түркийәниң муқдишуда турушлуқ баш әлчиси қилип тәйинләнгән алпәр акташни қобул қилғандин кейин елан қилған байанатида, икки дөләт мунасивәтлири үстидә тохталған.

у сомалиниң түркийә билән болған қериндашлиқ вә һәмкарлиқ тарихиниң чоңқур йилтиз тартқанлиқини тәкитләп: «түркийә бизниң өзгәрмәс иттипақдишимиз» деди.

у баш әлчиалпәр акташни йеңи хизмити мунасивити билән тәбрикләп, сомалини қийин мәзгилләрдә қоллиған түркийәниң охшимиған тәрәққийат түрлиригә муһим төһпиләрни қошқанлиқини алаһидә әскәртти.

баш әлчи алпәр акташ икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтишни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрүп, сомали һөкүмити вә хәлқиниң меһмандостлуқидин мәмнун болғанлиқини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر