абдуллаһийан: рәисиниң зийарити икки дөләт мунасивәтлиридә йеңи бәтниң ечилиши

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан пирезидент ибраһим рәисиниң әнқәрә зийарити вә нәтиҗилири үстидә тохтилип, буниң түркийә-иран оттурисида һәмдә район характерлик һәмкарлиқ саһәсидә «йеңи бәтниң ечилиши» икәнликини билдүрди.

2093634
абдуллаһийан: рәисиниң зийарити икки дөләт мунасивәтлиридә йеңи бәтниң ечилиши

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, иран пирезиденти рәисиниң түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән 24-йанвар әмәлгә ашурған әнқәрә зийарити үстидә тохталди.

у икки дөләт рәһбәрлири оттурисидики учришишларда, сода, селинма, иқтисад, мәдәнийәт, сайаһәт, чегра бихәтәрлики вә террорлуққа қарши күрәш қатарлиқ мәсилиләр бойичә бир қатар келишимләрниң имзаланғанлиқини әскәртип: «һөрмәтлик пирезидентимизниң түркийә зийарити вә нәтиҗилири, икки дөләт оттурисида вә район характерлик һәмкарлиқларда йеңи бәтниң ечилиши һесаблиниду» деди.

иран пирезиденти рәиси 24-йанвар (2024) дики түркийә зийаритидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әнқәрәдә көрүшкән иди.

рәисиниң зийарити җәрйанида, түркийә-иран алий сәвийәлик һәмкарлиқ кеңишиниң 8-қетимлиқ йиғини өткүзүлди вә охшимиған саһәләр бойичә 10 келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر