министир фидан кувәйт ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан кувәйт ташқи ишлар министири абдуллаһ әли абдуллаһ әлйәһйаға телефон қилип, министирлиққа тәйинләнгәнликини тәбриклиди.

2091171
министир фидан кувәйт ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игилинишичә, фидан кувәйтлик мәнсәпдиши йәһйа билән телефонлишип, вә униң ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлишини тәбриклигән вә хизмәтлиригә утуқ тилигән һәмдә уни 2024-йили 3-айниң 1-күнидин 3-күнигичә өткүзүлидиған <анталйа дипломатийә мунбири>гә тәклип қилған.

түркийә билән кувәйт оттурисидики достлуқ вә қериндашлиқ мунасивитини тилға алған фидан билән кувәйт ташқи ишлар министири, телефон сөһбити җәрйанида, икки дөләт мунасивитини техиму күчәйтиш ирадилирини тәкитләп өткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر