малийә миистири шимшәк бирйусселда

түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк белгийәниң пайтәхти бирйусселда дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2139256
малийә миистири шимшәк бирйусселда

түркийә авази радийоси хәвири: министир шимшәк бирйуссел зийарити даирисидә икки тәрәплик учришишларни елип бариду вә «түркийә: йавропа екологийә системисида илгириләш» паалийитигә қатнишиду.

у йавропа иттипақиниң иқтисадий ишларға мәсул комиссари павло гентилони, йавропа иттипақи комитетиниң ички базар ишлириға мәсул комиссари тиерри бретон, йавропа иттипақиниң пул-муамилә мулазимити, пул-муамилә муқимлиқи вә капитал базири ишлири бирләшмисиниң комиссари майред макгуйнес қатарлиқлар билән көрүшиду.

шимшәк пирограммиси даирисидә бирйусселдики муһим тәтқиқат мәркәзлиридин бири болған бругел тәтқиқат мәризидә өткүзүлидиған «түркийә: йавропа екологийә системисида илгириләш» намлиқ паалийәттә нутуқ сөзләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر