хақан фидан квәйт ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан кувәйт ташқи ишлар министири салим абдуллаһ әл җабир әл сабаһ билән телефонда көрүшти.

2077599
хақан фидан квәйт ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, хақан фидан кувәйтлик мәнсәпдеши сабаһ билән телефонда сөһбәтләшкән.

хақан фидан кувәйт әмири шәйх наваф әл әһмәд әл-җабир әл сабаһниң вапатидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрүп, мәнсәпдеши сабаһ арқилиқ кувәйт хәлқигә тәзийә билдүргән.

министир хақан фидан кувәйттики мәнсәпдеши арқилиқ сабиқ әмирниң орниға шәйх мишал әһмәд әл җабир әл сабаһниң әмирлик вәзиписини үстигә алғанлиқиға утуқлуқ тилигән.

сөһбәттә, хақан фидан түркийә - кувәйт оттурисидики достлуқ вә қериндашлиқ мунасивәтлириниң һәр саһәдә техиму күчийидиғанлиқини тәкитлигән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر