министир шимшәк испанийәдә зийарәттә болиду

түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси испанийәдә бүгүн (14-декабир) вә әтә (15-декабир) дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2076464
министир шимшәк испанийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир шимшәккә зийарити давамида, түркийә мәркизий банкасиниң башлиқи һафизә гайә әрканму һәмраһ болиду.

шимшәк билән әркан испанийәдики омумий мәблиғи 600 милйард йавродин ашидиған 80 дин артуқ йәр шари характерлик ширкәтләрниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири билән көрүшиду, шундақла, 2 тирилйон долларни башқуридиған 30 дин артуқ банка вә мәбләғ селиш фондилириниң директорлири биләнму бир йәргә җәм болиду.

шимшәкниң уда икки күн давамлишидиған зийаритиниң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини тезлитиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر