п к к ниң аталмиш каттибашлиридин бири  уҗуқтурулди

түркийә миллий истихбарат идариси бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш каттибашлиридин бири болған сарийә атиллани ирақниң шималидики һақуруқ районида  бир тәрәп қилди.

2055699
п к к ниң аталмиш каттибашлиридин бири  уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: «розерин шәмзинан» ләқәмлик террорчи сарийә атилланиң 2007-йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә қетилғанлиқи, ирақниң шималидики һафтанин районида террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​ тәлим - тәрбийә мәктәплиридә оқутқучилиқ қилғанлиқи һәмдә һақуруқ районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к намидин аммиви саһә паалийәтлиригә қатнашқанлиқи ениқлап чиқилди.

түркийә миллий истихбарат идариси узундин буйан тәқиб астиға алған террорчи сарийә атиллани ирақниң шималидики һақуруқ районида  бир тәрәп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر