әрдоған: б д т йиғинида түркийәниң қарашлирини оттуриға қойдум

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида түркийәниң қарашлирини оттуриға қойғанлиқини ейтти.

2040755
әрдоған: б д т йиғинида түркийәниң қарашлирини оттуриға қойдум

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридики түрк өйидә журналистлар билән сөһбәт өткүзди.

әрдоған сөһбәт давамида мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида, кеңәшкә қилған хитабимизда, инсанийәтниң келәчикиниң бихәтәрлики вә параванлиқиға капаләтлик қилиш үчүн ташлинишқа тегишлик қәдәмләрниң муһимлиқини тәкитлидим. җүмлидин дунйаниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоғдашта моһим болған хәлқаралиқ мәсилиләрни һәл қилишқа қарита түркийәниң қарашлирини оттуриға қойдум.»

журналистларниң: «исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу билән елип барған учришишиңизда енергийә һәмкарлиқи мәсилилири күнтәртипкә кәлдиму? исраилийә-пәләстин мәсилисини һәл қилиш тоғрисида қандақ сигнал бәрдиңиз? нетанйаһу түркийәни зийарәт қилмақчи иди, әмма у ағрип қалғачқа түркийәдә зийарәттә болалмиди. униң түркийә зийарити мәсилисидә вақит җәдвили бекитилдиму?»  дегән соалиға, әрдоған мундақ җаваб бәрди:

«нетанйаһуниң түркийә зийарити һәққидә униң билән сөһбәт елип бардуқ. силәрму ейтқандәк нетанйаһу кесәл сәвәбидин өз вақтида түркийәгә зийарәткә келәлмиди, мән униңға: <алди билән сиз зийарәткә келиң, андин мән әтритим билән исраилийәни зийарәт қилимән> дедим. йәни бу һәқтә бирдәклик һасил қилдуқ.  худайим буйруса, пат йеқинда бу зийарәтни ишқа ашуримиз. исраилийә билән енергийә бурғилаш хизмитини башлаймиз. җүмлидин биз енергийә йәткүзүш линийәсини түркийәгила әмәс, түркийәдин йавропаға йәткүзүш хизмитиниму ишқа кириштүримиз.»

әрдоған болупму енергийә һәмкарлиқиниң түркийәни охшимиған саһәләрдә техиму қудрәт тапқузидиғанлиқини әскәртип мундақ деди:  

«нетанйаһу билән бу җәһәттики йошурун күчимиз тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. нетанйаһуға икки дөләт оттурисидики охшимиған саһәләрдики һәмкарлиқини күчәйтиш үчүн ташқи ишлар министирлиримизму орун алидиған бир механизм орнитишниң пайдисини чүшәндүрдуқ.. енергийә, сайаһәт вә технологийә қатарлиқ саһәләрдә йеңи һәмкарлиқларни орнитиш үчүн, һәр икки дөләт ортақ хизмәт ишлиши мумкин.»

мухбирларниң : «гиретсийә баш министири кирйакос мичотакс билән көрүштиңиз. мичотакс сиз билән көрүшүшкә келиштин бурун селаник мунбири йиғинида түркийә билән йеңи дийалог орнитишниң муһимлиқини тәкитлигәниди. униң билән елип барған сөһбитиңизниң тәпсилати  һәққидә мәлумат берәләмсиз? бу һәқтә униңға қандақ сигнал бәрдиңиз?»  дегән соалиға, әрдоған мундақ җаваб бәрди:

«нишанимиз әгә деңизидики сүркилишни пәсәйтиштур. мичотаксниң қаришиму шундақ, әлвәттә. әмма биз үчүн һазир әң муһим қәдәм селаниктики башлиқлар йиғини болиду. селаник башлиқлар йиғини һазир түркийә – гиретсийә оттурисида муһим илгириләш болиду. дипломатийә министирлиримиз тәййарлиқ хизмәтлирини ишләватиду. 7 – декабир күни селаниктә башлиқлар йиғинини чақиримиз. худайим буйруса, бу башлиқлар йиғини арқилиқ нурғун мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүримиз.»

мухбирларниң : «бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида хәлқара җәмийәтни шималий қибрис түрк җумһурийитини етирап қилишқа чақирдиңиз. чақириқиңизниң тәсири зор болди. буниңдин кейинки басқучта йол хәритиси қандақ болиду?»  дегән соалиға, әрдоған мундақ җаваб бәрди:

«шималий қибрис түрк җумһурийитиниң мустәқил дөләт сүпитидә етирап қилиниши қибрис мәсилисини һәл қилишқа төһпә қошидиған бирдинбир вә әң үнүмлүк қәдәмдур. биз башқа таллашларни қобул қилмаймиз. шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ – һоқуқлирини хәлқара қанунға асасән капаләтчи дөләт һоқуқи даирисидә адаққичә қоғдаймиз. шималий қибрис түрк җумһурийитиниң түрк дөләтлири тәшкилатиға көзәткүчи әза сүпитидә кириши билән ечилған ишикниң давамлиқ ечилишини күтүватимиз. һәрқайси дөләтләрниң арқимуарқа шималий қибрис түрк җумһурийитини мустәқил дөләт сүпитидә етирап қилиши шәрқий ақдеңизниң тинчлиқи вә муқимлиқиға зор төһпиләрни қошиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر