түркийә кемә қазасида һайатидин айрилғанларниң аилә - тавабиатлириға тәзийә билдүрди

түркийә 14- ийун тәртипсиз көчмәнләр олтурған белиқчи кемисиниң гиретсийәгә йеқин хәлқара деңиз тәвәликидә ғәрқ болуп кетиши нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүрди.

2000847
түркийә кемә қазасида һайатидин айрилғанларниң аилә - тавабиатлириға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «бу ақ деңиз җуғрапийәсидә йүз бәргән тунҗи паҗиә әмәс, ахирқиси болмайду. тәртипсиз көчүшниң сәвәблири йоқитилмай туруп, бу хил апәтләрниң алдини алғили болмайду. әксичә чариләр пәқәт көчмәнләр билән панаһлиқ тилигүчиләрниң азаб - уқубәтлири билән деңизларда қаза қилишлирини еғирлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.

балилар вә айалларни өз ичигә алған нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқидин қаттиқ қайғурулғанлиқи тәкитләнгән байанатта, қаза қилғучиларниң туғқанлириға тәзийә, йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашлиқ билдүрүлди.

мусапирлар вә панаһлиқ тилигүчиләрниң турмуш шараитини йахшилаш вә уларниң мәсилилиригә үзүл - кесил чарә тепишниң һәммәйләнниң ортақ мәсулийити икәнликигә ишарәт қилинған байанатта йәнә: «бу ечинишлиқ вәқә хәлқара җәмийәтниң бу мәсилини җиддий һәл қилишиниң зөрүрлүкини йәнә бир қетим намайан қилип бәрди. 20- ийун дунйа мусапирлар күни йеқинлишиватқан мушу күнләрдә, биз хәлқара җәмийәтни йәнә бир қетим мәсулийәтни тонуп, йүкни мувапиқ үлүшүшкә, районимиздики көчмән һәрикитиниң негизидә йатқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, бирликтә тиришчанлиқ көрситишкә чақиримиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر