73 дөләттә сайлам сандуқлири тәсис қилиниду

28-май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн 73 дөләттики түркийә әлчихана-консулханилирида сайлам сандуқи тәсис қилиниду.

1987242
73 дөләттә сайлам сандуқлири тәсис қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда сайлам сандуқи тәсис қилинидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, 20-май (2023) дин башлап 73 дөләттики түркийәниң 151 әлчихана-консулханилириниң 167 нуқтида сайлам сандуқи тәсис қилидиғанлиқи, таможна вә чегра еғизлирида аваз бериш ишлириниң 20-майдин 28-майғичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

чәт әлләрдә йашайдиған түркийә пуқралири аваз бериш ишлириниң вақти вә адреси тоғрисидики учурларни «ysk.gov.tr» бетидин биләләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر