чавушоғлу лавров билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн түнүгүн (6-апрел) русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән пайтәхт әнқәрәдә иптарда бир йәргә җәм болди.

1971278
чавушоғлу лавров билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири чавушоғлу тәклипкә бинаән 6 – 7 – апрел түркийәдә икки күнлүк рәсмий зийаритини башлиған русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән, ташқи ишлар министирлиқидики рәсмий туралғусида иптар дастихинида көрүшти.

лавровға, русийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси алексей йәрхов һәмраһ болди.

министир чавушоғлуниң бүгүн (7-апрел) лавров билән икки тәрәплик һәм хәлқаралиқ күнтәртипкә алақидар түрлүк мәсилиләр һәққидә музакирә елип бериши, шундақла бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر