әрдоған: җумһур рәислик сайламлири 14 – май күни өткүзүлиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 18 – ийун парламент әзалири вә җумһур рәислик сайламлириниң 14 – май күни (2023) өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.

1934513
әрдоған: җумһур рәислик сайламлири 14 – май күни өткүзүлиду
erdogan mugla.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида, җумһур рәислик сайламлири үстидә тохталди.

у бу һәқтә қилған сөзидә мундақ деди: «18 – ийун өткүзүлидиған парламент әзалири вә җумһур рәислик сайламлири 14 – май күни өткүзүлиду. һазир биз <болди бәс, ой – пикирлирини әкс әттүрүшму, қарар чиқиришму хәлқимизгә тәәллуқ> дейиш арқилиқ, 2023 – йилиму хәлқимизниң бизни қоллишиға тиләкдашмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر