түркийәниң һава мудапиәсини күчәйтиш үчүн йеңи қарарлар чиқирилди

дөләт мудапиә иҗраийә комитети йиғинида түркийәниң һава мудапиәсини күчләндүрүш үчүн, қалқан, һисар ва сунгур системилирини йеңидин көләмлик ишләпчиқиришқа мунасивәтлик қарарлар чиқирилди.

1921778
түркийәниң һава мудапиәсини күчәйтиш үчүн йеңи қарарлар чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2022-йили 20декабир) әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимисидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида дөләт мудапиә иҗраийә комитети йиғини чақирилди.

йиғинда, түркийә армийәси ишлитиватқан йәрлик вә миллий системиларға йеңи системиларни сәпләш мәсилилири музакирә қилинди вә охшимиған 25 лайиһәгә мунасивәтлик қарарлар чиқирилди.

һава мудапиәсини күчләндүрүш үчүн қалқан, һисар ва сунгур системилирини йеңидин көләмлик ишләпчиқириш қарар қилинди. тайфун, атмаҗа, «TRLG-230», қара оқ, гөкдоған вә боздоған қатарлиқ башқурулидиған бомбилардин башқа, акйа торпедаси вә һәр хил супиларға керәклик оқ-дприларни көләмлик ишләпчиқириш тоғрисида қарарлар чиқирилди.

миллий парахот лайиһәси рамкисида йасилидиған парахотларниң «i» түридики қоғдиғучи парахотларни йасашму қарар қилинди.

дәсләпки синақта бәш саәтлик учушни мувәппәқийәтлик һалда тамамлиған учқучисиз күрәшчи айропилан «қизил алма» ниң иқтидарини ашуруш мәсилисиму музакирә қилинди.

буниңдин башқа, «F-16» айропиланлирини заманивийлаштуруп, мәвҗут флотқа йеңилирини қошуш, йеңи електронлуқ уруш вә радар системилири, һәр хил һава, қуруқлуқ вә деңиз супилири, хәвәрлишиш вә учур системилири, үскүнә-җабдуқлар, тәқлид қилиш, әшйа обороти вә тор бихәтәрлики қатарлиқ саһәләргә йеңи түрләрни қошуш қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر