террорлуқ тәшкилатлири, түркийәниң һәрбий һәрикәтлириниң түп нишани

дөләт хәвпсизлик кеңишиниң хитабнамәсидә, түркийәниң җәнубидики чегралирида иҗра қилиниватқан һәрбий һәрикәтләрниң түп нишаниниң террорлуқ тәшкилатлири икәнлики тәкитләнди.

1913809
террорлуқ тәшкилатлири, түркийәниң һәрбий һәрикәтлириниң түп нишани

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик кеңиши түркийәниң җәнубидики чегралирида иҗра қилиниватқан һәрбий һәрикәтләрниң түп нишаниниң террорлуқ тәшкилатлири икәнликини әскәртип, районда һечқандақ террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗут болуп турушиға вә һәрикәт қилишиға рухсәт қилалмайдиғанлиқи тәкитләнди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида, җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин хитабнамә елан қилинди.

йиғинда, террорлуқ тәшкилатлири п к к| к җ к, п й д|й п г, фәтһуллачи террорлуқ тәшкилати вә даеш қатарлиқ миллий иттипақлиқ вә баравәрликкә, дөләтниң мәвҗутлуқиға һәр түрлүк тәһдит шәкилләндүридиған хәтәрләргә қарши мәмликәт ичи вә сиртида қәтий ирадә билән мувәппәқийәтлик һалда елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләр тоғрисида кеңәшкә мәлумат сунулғанлиқи, шундақла алақидар қошумчә тәдбирләрниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

түркийәниң җәнубий чегралирида елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрниң түп нишаниниң террорлуқ тәшкилатлири икәнлики әскәртилгән хитабнамәдә, мундақ дәп көрситилди:

  «улуғ хәлқимиз вә тәңдиши йоқ дөлитимизниң қоғдилишини, бихәтәрликини капаләткә игә қилиш мәқситидә, б д т әһдинамәсиниң 51-маддиси рамкисида җәнубий чегралиримиз бойичә иҗра қилиниватқан һәрбий һәрикәтләрниң түп нишаниниң террорлуқ тәшкилатлири икәнлики, районимизда чегралиримизни, шәһәрлиримизни, пуқралиримизни вә бихәтәрлик қисимлиримизни һуҗум нишани қилған һәр қандақ террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗут болуп турушиға рухсәт қилинмайдиғанлиқи, буниң үчүн зөрүр қәдәмләрниң қәтийлик билән бесилидиғанлиқи тәкитләнди.»

түркийәниң мурәссәчи вә сәмимий позитсийәси билән мәсилини һәл қилишни мәқсәт қилған дийалог тәклиплиригә инкас қайтурмиған гиретсийәдин ғәйрий һәрбий салаһийәттики аралларниң қоралландурулушини өз ичигә алған хәлқаралиқ қанунға вә келишимләргә хилап һәрикәтлирини балдуррақ ахирлаштурушиниң күтүлидиғанлиқи әскәртилгән хитабнамәдә, түрк дунйасиниң айрилмас бир парчиси болған қибрис түрклириниң һәққаний дәвасини қәтийлик билән изчил қоллашниң давамлишидиғанлиқи, башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар билән дөләтләрниң буниңға охшаш қәдәмләрни ташлиши керәклики оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر