чавушоғлу римда ақдеңиз дийалог мунбириға қатнишиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу италийә пайтәхти римда өткүзүлидиған 8-қетимлиқ ақдеңиз дийалог мунбириға қатнишиду.

1913214
чавушоғлу римда ақдеңиз дийалог мунбириға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи мәвлүт чавушоғлуниң италийә пайтәхти римда 8-қетимлиқ ақдеңиз дийалог мунбириға қатнишидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «һөрмәтлик министиримиз римда өткүзүлидиған 8-қетимлиқ ақдеңиз дийалог мунбириға қатнишиш үчүн 1-2-декабир күнлири римда болиду. у 2-декабирдики мәхсус дийалог йиғинида, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләргә мунасивәтлик ташқи сийаситимиз һәққидә сөз қилиду» дейилди.

байанатта йәнә, чавушоғлуниң бу вәсилә билән йиғинға қатнишидиған дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшидиғанлиқи билдүрлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر