шәнтоп украинаға тәбрик телеграммиси йоллиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп украинаниң мустәқиллиқ күнини тәбриклиди.

1872035
шәнтоп украинаға тәбрик телеграммиси йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп украинаниң мустәқиллиқ күни мунасивити билән, парламент башлиқи руслан стефанчукқа тәбрик телеграммиси йоллиди.

у украинаниң мустәқиллиқ күнини шәхсий вә түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң барлиқ әзалири намидин тәбрикләп: «ортақ тарихий вә мәдәнийәт риштилиримиз болған украина билән мунасивәтлиримиз давамлиқ күчәймәктә. бу җәрйанда, парламентлар оттурисидики күчлүк һәмкарлиқниң мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш сүритини тезләштүрүши интайин муһим. түркийә һәр қайси хәлқаралиқ мунбәрләрдә украинаниң сийасий бирлики, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини давамлиқ қоллайду. бу вәсилә билән, сизгә вә украина парламентиниң қиммәтлик әзалириға саламәтлик һәмдә мувәппәқийәт тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر