шиветсийә вә финландийә вәкиллири бүгүн түркийәгә келиду

шиветсийә вә финландийә вәкиллири шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш мәсилисини музакирә қилиш үчүн бүгүн түркийәгә келиду.

1831947
шиветсийә вә финландийә вәкиллири бүгүн түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, шиветсийә баш министирлиқ мәһкимиси ишханисиниң дөләт ишлири катипи оскар стенстром билән финландийә ташқи ишлар министирлиқи муавин министири җукка саловара башчилиқидики шиветсийә вә финландийә вәкиллириниң бүгүн пайтәхт әнқәрәгә келидиғанлиқини уқтурди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси, баш әлчиси ибраһим қалин вә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал башчилиқидики түркийә тәрәп вәкиллири билән стенстром вә саловара башчилиқидики вәкилләр, шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуш илтимаси тоғрисида музакирә елип бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر