чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә – украина киризиси мәсилисидә телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта.

1786597
чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән телефонда көрүшти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, чавушоғлу билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң телефон сөһбитидә, украинадики инсаний тирагедийә вә уруш тохтитишни ишқа ашуруш мәсилилири музакирә қилинған.

буниңдин башқа йәнә, чавушоғлу, украина ташқи ишлар министири дмитри кулеба, естонийә ташқи ишлар министири ева-марийа лиметс вә голландийә ташқи ишлар министири вопке хокстра билән айрим - айрим телефонлашқан.

кулеба билән елип берилған телефон сөһбитиниң  тәпсилати һәққидә мәлумат берилмигән байанатта тәкитлинишичә, лиметс вә хокстра билән болған телефон сөһбәтлиридә украинадики өзгиришләр музакирә қилинған.

русийә, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر