түркийә - голландийә сийасий мәслиһәт йиғини әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә —  голландийә сийаси мәслиһәт йиғини баш әлчиси фаруқ қаймақчи билән голландийә йавропа һәмкарлиқ ишлири баш директори анита ван ден ендениң ортақ рийасәтчиликидә пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлди.

1720442
түркийә - голландийә сийасий мәслиһәт йиғини әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә —  голландийә сийаси мәслиһәт йиғини түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи мунасивәтлири башқармиси башлиқи баш әлчиси фаруқ қаймақчи билән голландийә йавропа һәмкарлиқ ишлири баш директори анита ван ден ендениң ортақ рийасәтчиликидә пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлди.

фаруқ қаймақчи твиттердики адресида һәмбәһирлигән учурида, түркийә — голландийә сийасий мәслиһәт йиғинида, икки дөләт мунасивитиниң һәрқайси тәрәплириниң әтраплиқ музакирә қилинғанлиқини билдүрүп: «дөлитимизниң йавропа иттипақиға әза болуш җәрйанидики ирадисини вә йавропа иттипақидин күтидиғанлиримизни қайта тәкитләп өттуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر