ақар: террорға қарши қәдәмләр вақти кәлгәндә ташлиниду

ақар армийә баш иштаб башлиқи генерал – полковник йашар гүләр, һәр қайси қисимларниң қоманданлири вә дөләт мудапиә университетиниң мәмурий вә һәрбий хадимлириниң иштирак қилиши билән муһакимә йиғини ачти.

1719532
ақар: террорға қарши қәдәмләр вақти кәлгәндә ташлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәниң шималидин қилған һуҗумлири тоғрисида байанат берип: «һоқуқ вә мәнпәәтимизни қоғдаш үчүн қилишқа тегишлик қандақ иш болса, һөрмәтлик җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә һазирғичә қандақ иҗра қилинған болса, орни вә вақти кәлгәндә охшаш шәкилдә ада қилиниду. һечким буниңдин гуманланмаслиқи керәк» деди.

ақар йиғинда, ирақ вә сүрийәниң шимали, әгә, шәрқий ақдеңиз вә қибристики барлиқ өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитлиди.

«алийҗанаб миллитимизниң һәққи вә һоқуқиниң һәр бир зәррисини қоғдаш бизниң мәҗбурийитимиз» дегән ақар, сөзини давамлаштуруп: бу йолда қилинишқа тегишлик ишларни буниңдин илгирики охшашла буниңдин кейинму қилишни давамлаштуридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر