кувәйт түркийәгә 45  кишилик от өчүрүш әтритини йоллайдиған болди

кувәйт орман от апитигә қарши күрәшни қоллаш үчүн түркийәгә 45  кишилик от өчүрүш әтритини йоллайдиған болди.

1687349
кувәйт түркийәгә 45  кишилик от өчүрүш әтритини йоллайдиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә давамлишиватқан орман от апитигә қарши күрәшии қоллаш үчүн түркийәгә бир қанчә дөләттин йардәм келишкә башлиди.

кувәйт от өчүрүш баш иштаби башлиқи халид миқрад бүгүн иҗтимаий алақә тори тивиттер һесабида елан қилған байанатида, орман от апитигә қарши күрәшни қоллаш үчүн түркийәгә 45 кишилик от өчүрүш әтритиниң әвәтилидиғанлиқини билдүрди.

миқрад шуниңдәк йәнә бир гуруппиниңму орман от апитигә қарши күрәш үчүн һәрбий айропилан билән гиретсийәгә әвәтилидиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر