измирда 21 панаһланғучи қутқузувелинди

измирниң дикили наһийәси деңиз тәвәликидә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 21 панаһланғучи қутқузулуп қуруқлуққа чиқирилди.

1646427
измирда 21 панаһланғучи қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири, наһийә деңиз тәвәликидики бир кемидә бир түркүм панаһланғучиларниң барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуриға асасән, нәқ мәйданға қутқузуш кемиси йоллап, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған 21 паһланғучини қутқузувалди.

қуруқлуққа чиқирилған панаһланғучилар, мунасивәтлик рәсмийәтләр биҗирилгәндин кейин көчмән идарисиға өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر