түркийә гиретсийә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә панаһланғучини қутқузувалди

измирниң чәшмә вә дикили наһийәлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 71 панаһланғучи қутқузувелинди.

1610961
түркийә гиретсийә қайтишқа мәҗбурлиған онларчә панаһланғучини қутқузувалди

түркийә авази радийоси хәвири: измирниң чәшмә наһийәси деңиз тәвәликидә бир түркүм панаһланғучиларниң барлиқи тоғрисида мәлум қилиш учури тапшуруп алған деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи, районға қутқузуш кемиси йоллап, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланған камер кемидики 28 панаһланғучини қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

йәнә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин камер кемисиниң моторини еливелинғандин кейин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланған 24 панаһланғучи болса, дикили наһийәси дәнизкөй деңиз тәвәликидин қутқузувелинди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири йәнә мәзкур дөләт тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған бир қейиқтики 19 панаһланғучини қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

айаллар вә балиларни өз ичигә алған җәмий 71 панаһланғучи мунасивәтлик рәсмийәтләрдин кейин көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.

түнүгүнму чанаққәлә, баликәсир вә муғла деңиз тәвәликлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған җәмий 144 панаһланғучи қутқузувелинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر