әрдоған «хоҗали қәтлиами» мунасивити билән байанат елан қилди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «хоҗали қәтлиами» мунасивити билән елан қилған байанатида, әзәрбәйҗанниң һәққаний күришини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «хоҗали қәтлиами» ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ деди: «буниңдин 29 йил бурун хоҗалида вәһшиләрчә қәтл қилинған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни йад етимән, йиллар өтүп кәткән болсиму, лекин, азаб – оқубәтлири, қайғу – һәсрәтлири вә дәрд – әләмлири мәңгү есимиздин чиқмайдиған, пүткүл роһий дунйайимиз тәкрар әләм деңизиға чөмүп кетидиған <хоҗали қәтлиами> ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән, айаллар, балилар, йашанғанлар демәстин рәһимсизләрчә қәтл қилинған 613 әзәрбәйҗанлиқ қериндишимизни йад етимән дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗан хәлқигә тәзийә билдүримән, биз <бир милләт, икки дөләт> миз, түркийә дөлити болуш сүпитимиз билән, һәққаний күришидә әзәрбәйҗанни қоллашни давамлаштуримиз.»